< 에스겔 1 >

1 제 삼십년 사월 오일에 내가 그발강 가 사로잡힌 자 중에 있더니 하늘이 열리며 하나님의 이상을 내게 보이시니
Оттузинчи жили, төртинчи айниң бәшинчи күнидә, мән Кевар дәриясиға сүргүн қилинғанлар арисида турған мәзгилдә, мана асманлар ечилип, мән Худаниң аламәт көрүнүшлирини көрдүм.
2 여호야긴 왕의 사로잡힌지 오년 그 달 오일이라
Төртинчи айниң бәшинчи күни — Йәһоакинниң сүргүн болғанлиғиниң бәшинчи жили еди —
3 갈대아 땅 그발강 가에서 여호와의 말씀이 부시의 아들 제사장 나 에스겔에게 특별히 임하고 여호와의 권능이 내 위에 있으니라
Калдийләрниң зиминида, Кевар дәрияси бойида, Бузиниң оғли Әзакиял каһинға Пәрвәрдигарниң сөзи кәлди — шу йәрдә Пәрвәрдигарниң қоли униң вуҗудиға қонди.
4 내가 보니 북방에서부터 폭풍과 큰 구름이 오는데 그 속에서 불이 번쩍 번쩍하여 빛이 그 사면에 비취며 그 불 가운데 단쇠 같은 것이 나타나 보이고
Мән көрдүм, мана! Шималдин боран-чапқун көтирилди; йоған бир булут вә уни орап турған бир от, униң әтрапида бир йоруқлуқ җулалинип туратти; оттурисидин, йәни шу от ичидин, иссиқтин җулаланған пақирақ мистәк бир көрүнүш көрүнди.
5 그 속에서 네 생물의 형상이 나타나는데 그 모양이 이러하니 사람의 형상이라
Йәнә униң оттурисидин, төрт һаят мәхлуқ көрүнди; уларниң көрүнүши шундақ едики: — уларда инсанниң қияпити бар еди;
6 각각 네 얼굴과 네 날개가 있고
уларниң һәр бириниң төрттин йүзи бар еди; һәр бириниң төрттин қанити бар еди.
7 그 다리는 곧고 그 발바닥은 송아지 발바닥 같고 마광한 구리같이 빛나며
Уларниң түптүз путлири бар еди; тапанлири болса мозайниң туяқлириға охшайтти; улар пақиритилған мистәк парлап туратти.
8 그 사면 날개 밑에는 각각 사람의 손이 있더라 그 네 생물의 얼굴과 날개가 이러하니
Төрт йенида, қанатлири астида инсанниңкидәк бирдин қоли бар еди; төртисиниң һәр бириниң төрттин йүзи вә төрттин қанити бар еди;
9 날개는 다 서로 연하였으며 행할 때에는 돌이키지 아니하고 일제히 앞으로 곧게 행하며
уларниң қанатлири бир-биригә туташ еди; улар жүргәндә һечяққа бурулмайтти; улар һәммиси удул алдиға жүрәтти.
10 그 얼굴들의 모양은 넷의 앞은 사람의 얼굴요 넷의 우편은 사자의 얼굴이요 넷의 좌편은 소의 얼굴이요 넷의 뒤는 독수리의 얼굴이니
Уларниң йүз көрүнүшлири инсанниңкидәк еди; у төртисиниң оң тәрипидә ширниңкидәк йүзи бар еди; төртисиниң сол тәрипидә буқиниңкидәк йүзи бар еди; төртисиниң бүркүтниңкидәк йүзиму бар еди.
11 그 얼굴은 이러하며 그 날개는 들어 펴서 각기 둘씩 서로 연하였고 또 둘은 몸을 가리웠으며
Уларниң йүзлири әнә шундақ еди. Қанатлири жуқурида керилип туратти; һәр бириниң икки қанити икки тәрипидики мәхлуқниң қанитиға тутишатти; йәнә икки қанити өз тенини йепип туратти.
12 신이 어느 편으로 가려면 그 생물들이 그대로 가되 돌이키지 아니하고 일제히 앞으로 곧게 행하며
Уларниң һәр бири удулға қарап маңатти; уларда болған роһ нәгә баримән десә, улар шу йәргә маңатти; улар маңғанда һеч қайси тәрәпкә бурулмайтти.
13 또 생물의 모양은 숯불과 횃불 모양 같은데 그 불이 그 생물 사이에서 오르락 내리락 하며 그 불은 광채가 있고 그 가운데서는 번개가 나며
Һаят мәхлуқларниң қияпити болса, көйүп ялқунлап турған отниң чоғидәк, мәшъәлләрдәк еди; мошу от уян-буян айлинип мәхлуқлар арисида жүрәтти; от интайин ялқунлуқ еди, оттин чақмақлар чеқип туратти;
14 그 생물의 왕래가 번개 같이 빠르더라
һаят мәхлуқлар чақмақтәк пал-пул қилип уяқтин-буяққа жүгүрүп туратти.
15 내가 그 생물을 본즉 그 생물 곁 땅위에 바퀴가 있는데 그 네 얼굴을 따라 하나씩 있고
Мән һаят мәхлуқларға қаридим, мана һаят мәхлуқларниң һәр бириниң йенида йәрдә туридиған, уларниң йүзигә удулланған бирдин чақ туратти;
16 그 바퀴의 형상과 그 구조는 넷이 한결 같은데 황옥 같고 그 형상과 구조는 바퀴 안에 바퀴가 있는 것 같으며
чақларниң шәкли вә ясилиши берил яқутниң көрүнүшидә еди; төртисиниң бир хилла көрүнүши бар еди; уларниң шәкли вә ясилиши болса, чақниң ичидә чақ бардәк еди.
17 행할 때에는 사방으로 향한 대로 돌이키지 않고 행하며
Мәхлуқлар маңғанда, улар йүзләнгән төрт тәрипиниң һәммисигә удул маңатти; маңғанда улар һеч бурулмайтти.
18 그 둘레는 높고 무서우며 그 네 둘레로 돌아가면서 눈이 가득하며
Чақларниң ултаңлири болса, интайин егиз һәм дәһшәтлик еди; улар төртисиниң ултаңлириниң пүтүн әтрапи көзләр билән толған еди.
19 생물이 행할 때에 바퀴도 그 곁에서 행하고 생물이 땅에서 들릴때에 바퀴도 들려서
Һаят мәхлуқлар маңғанда, чақлар уларға яндишип маңатти; һаят мәхлуқлар йәрдин көтирилгәндә, чақларму көтириләтти.
20 어디든지 신이 가려하면 생물도 신의 가려하는 곳으로 가고 바퀴도 그 곁에서 들리니 이는 생물의 신이 그 바퀴 가운데 있음이라
Роһ нәгә маң десә, улар шу йәргә маңатти — демәк, уларниң роһи [Роһқа] әгишип маңатти. Чақлар улар билән тәң көтириләтти; чүнки мәхлуқларниң роһи чақлирида еди.
21 저들이 행하면 이들도 행하고 저들이 그치면 이들도 그치고 저들이 땅에서 들릴 때에는 이들도 그 곁에서 들리니 이는 생물의 신이 그 바퀴 가운데 있음이더라
Мәхлуқлар маңғанда, чақларму маңатти; мәхлуқлар тохтиғанда, чақларму тохтайтти; улар йәрдин көтирилгинидә, чақларму уларға қошулуп тәң көтириләтти; чүнки һаят мәхлуқларниң роһи чақларда еди.
22 그 생물의 머리 위에는 수정 같은 궁창의 형상이 펴 있어 보기에 심히 두려우며
Һаят мәхлуқларниң башлири үстидә бир йоған көз йәткүсиз гүмбәзгә охшайдиған бир нәрсә туратти; у хрусталъдәк дәһшәтлик пақирап, уларниң беши үстидә йейилип туратти.
23 그 궁창 밑에 생물들의 날개가 서로 향하여 펴 있는데 이 생물은 두 날개로 몸을 가리웠고 저 생물도 두 날개로 몸을 가리웠으며
Бу гүмбәздәк нәрсиниң астида уларниң қанатлири керилип, бир-биригә тегишип туратти; һәр бир мәхлуқниң өз тениниң икки йенини япидиған иккидин қанити бар еди.
24 생물들이 행할 때에 내가 그 날개 소리를 들은즉 많은 물 소리와도 같으며 전능자의 음성과도 같으며 떠드는 소리 곧 군대의 소리와도 같더니 그 생물이 설 때에 그 날개를 드리우더라 그 머리 위에 있는 궁창 위에 보좌의 형상이 있는데 그 모양이 남보석 같고 그 보좌의 형상 위에 한 형상이 있어 사람의 모양 같더라 그 머리 위에 있는 궁창 위에서 부터 음성이 나더라 그 생물이 설때에 그 날개를 드리우더라
Улар маңғанда, мән қанатлириниң садасини аңлидим — у улуқ суларниң шарқириған садасидәк, Һәммигә Қадирниң авазидәк — қошунниң жүрүш қиливатқан чағдики сүрән-шавқунлириниң садасидәк еди; улар тохтап турған чағларда, улар қанатлирини төвәнгә чүшүрәтти.
25 그 머리 위에 있는 궁창 위에서 부터 음성이 나더라 그 생물이 설때에 그 날개를 드리우더라
Вә уларниң беши үстидики гүмбәздәк нәрсә үстидин бир аваз аңланди. Улар тохтап турған чағларда, улар қанатлирини төвәнгә чүшүрәтти.
26 그 머리 위에 있는 궁창 위에 보좌의 형상이 있는데 그 모양이 남보석 같고 그 보좌의 형상 위에 한 형상이 있어 사람의 모양 같더라
Уларниң беши үстидики гүмбәздәк нәрсә үстидә, көк яқут кәби бир тәхтниң сиймаси туратти; бу тәхт сиймасиниң үстидә, толиму жуқурида, инсан қияпитидә көрүнгән бир зат туратти.
27 내가 본즉 그 허리 이상의 모양은 단 쇠 같아서 그 속과 주위가 불 같고 그 허리 이하의 모양도 불 같아서 사면으로 광채가 나며
Вә мән бу затни белиниң үсти тәрипиниң турқи мистәк парқирған, әтрапини от орап турған қияпәттики бир көрүнүштә көрдүм; вә белиниң асти тәрипиниң турқи, отниң қияпитидә еди, униң әтрапида күчлүк йоруқлуқ туратти.
28 그 사면 광채의 모양은 비 오는날 구름에 있는 무지개 같으니 이는 여호와의 영광의 형상의 모양이라 내가 보고 곧 엎드리어 그 말씀하시는 자의 음성을 들으니라
Бу әтрапида турған күчлүк йоруқлуқниң көрүнүши болса, ямғурлуқ күнидики булутта пәйда болған һәсән-һөсәнниң көрүнүшидәк еди. Бу болса Пәрвәрдигарниң шан-шәривиниң қияпитиниң көрүнүши еди. Буни көрүпла мән дүм жиқилдим; вә мән сөзләватқан бирисиниң авазини аңлидим.

< 에스겔 1 >