< Коринтлиқларға 1 13 >

1 Мән әгәрдә бу дуниядики кишиләр сөзләватқан һәр хил тиллар һәтта пәриштиләрниң тиллири биләнму сөзләләйдиған болсамму, бирақ мән меһир-муһәббәтсиз болсам, у чағда мән пәқәт бир «даң-даң» қилидиған мис даң, бир «чаң-чаң» қилидиған чаң болуп қалимән, халас.
εαν ταις γλωσσαις των ανθρωπων λαλω και των αγγελων αγαπην δε μη εχω γεγονα χαλκος ηχων η κυμβαλον αλαλαζον
2 Әгәр мән пәйғәмбәрлик қилалисам, барлиқ сирлар, барлиқ билимләрни чүшинип болған болсамму, һәм шуниң билән бир вақитта тағларни йөткәлигидәк толуқ ишәштә болсамму, амма мәндә меһир-муһәббәт болмиса, ундақта мән һеч нәрсә болмиған болимән.
και εαν εχω προφητειαν και ειδω τα μυστηρια παντα και πασαν την γνωσιν και εαν εχω πασαν την πιστιν ωστε ορη μεθιστανειν αγαπην δε μη εχω ουδεν ειμι
3 Әгәр барлиқ мал-мүлкүмни сәдиқигә атап һәм тенимни [Худаниң йолида] қурбанлиқ сүпитидә көйдүрүлүшкә сунған тәғдирдиму, амма мәндә йәнила меһир-муһәббәт болмиса, ундақта мениң һеч қандақ пайдам йоқ болған болиду.
και εαν ψωμισω παντα τα υπαρχοντα μου και εαν παραδω το σωμα μου ινα καυθησωμαι αγαπην δε μη εχω ουδεν ωφελουμαι
4 Муһәббәт сәвир-тақәтлик болуш һәм меһриванлиқтур; Муһәббәт һәсәтхорлуқ қилмайду: Муһәббәт өзини махтимайду, Тәкәббурлуқ қилмайду,
η αγαπη μακροθυμει χρηστευεται η αγαπη ου ζηλοι η αγαπη ου περπερευεται ου φυσιουται
5 Номуссизлиқ қилмайду, Өз мәнпәәтини көзләп жүрмәйду, Териктүрүлмәйду, Көңлидә өчмәнлик сақлимайду;
ουκ ασχημονει ου ζητει τα εαυτης ου παροξυνεται ου λογιζεται το κακον
6 Һәққанийсизлиқтин хошал болмайду, Бәлки әмәлийәттин, һәқиқәттин хошал болиду;
ου χαιρει επι τη αδικια συγχαιρει δε τη αληθεια
7 һәммә ишта қосиғи кәңлик қилиду, һәммигә йүзлинип [Худаға] ишиниду, һәммә ишқа үмид бағлайду, һәммигә чидайду.
παντα στεγει παντα πιστευει παντα ελπιζει παντα υπομενει
8 Меһир-муһәббәт һәргиз ахирлашмайду. Бешарәтләр болса, карға кәлмәйду: «намәлум тиллар» болса, түгәйду: [мөҗизилик] билимләрму карға кәлмәйду.
η αγαπη ουδεποτε εκπιπτει ειτε δε προφητειαι καταργηθησονται ειτε γλωσσαι παυσονται ειτε γνωσις καταργηθησεται
9 Чүнки бизниң билидиғанлиримиз қисмән, бешарәт беридиғанлиримиз қисмән;
εκ μερους γαρ γινωσκομεν και εκ μερους προφητευομεν
10 лекин мукәммәллик кәлгәндә, қисмәнлик йоқилиду.
οταν δε ελθη το τελειον τοτε το εκ μερους καταργηθησεται
11 Мән кичигимдә балиларчә сөзлидим, балиларчә ойлидим, балиларчә һесаплидим; чоң болғинимда, мән балилиқни ташлидим.
οτε ημην νηπιος ως νηπιος ελαλουν ως νηπιος εφρονουν ως νηπιος ελογιζομην οτε δε γεγονα ανηρ κατηργηκα τα του νηπιου
12 Чүнки биз һазир бир тутуқ деризидин мүҗмәл һалда көримиз, лекин шу чағда йүзму-йүз көримиз: Һазир мән қисмән тонуймән, шу чағда мән [Худа] мени тонуп келиватқандәк тонуймән.
βλεπομεν γαρ αρτι δι εσοπτρου εν αινιγματι τοτε δε προσωπον προς προσωπον αρτι γινωσκω εκ μερους τοτε δε επιγνωσομαι καθως και επεγνωσθην
13 Һазир ишәш, үмүт, меһир-муһәббәттин ибарәт бу үч нәрсә турупту; булардин әң үстүн туридиғини меһир-муһәббәттур.
νυνι δε μενει πιστις ελπις αγαπη τα τρια ταυτα μειζων δε τουτων η αγαπη

< Коринтлиқларға 1 13 >