< Коринтлиқларға 2 11 >

1 [Махтанған] бу азғинә ахмақлиғимға сәвирчан болғайсиләр! Әнди силәр маңа сәвричанлиқ қилип келиватисиләр.
Ὄφελον ἀνείχεσθέ μου μικρόν τι ἀφροσύνης· ἀλλὰ καὶ ἀνέχεσθέ μου.
2 Чүнки мән Худадин кәлгән отлуқ муһәббәт билән силәрни [аздурушлардин] һәсәт қилимән; чүнки қизни бир әргила ятлиқ қилғандәк, мән силәрни Мәсиһкила пак қиз сүпитидә һазир болушқа вәдиләштүргәнмән.
ζηλῶ γὰρ ὑμᾶς Θεοῦ ζήλῳ, ἡρμοσάμην γὰρ ὑμᾶς ἑνὶ ἀνδρὶ παρθένον ἁγνὴν παραστῆσαι τῷ Χριστῷ·
3 Амма илан Һава анимизни һейлигәрлиги билән аздурғандәк, ой-көңлүңлар Мәсиһкә бағланған сәмимий, сап вапалиқтин езип булғиниши мүмкин дәп әнсирәймән.
φοβοῦμαι δὲ μή πως, ὡς ὁ ὄφις ἐξηπάτησεν Εὕαν ἐν τῇ πανουργίᾳ αὐτοῦ, φθαρῇ τὰ νοήματα ὑμῶν ἀπὸ τῆς ἁπλότητος καὶ τῆς ἁγνότητος τῆς εἰς Χριστόν.
4 Чүнки бириси келип биз силәргә һеч җакалап бақмиған башқа бир Әйсани җакалиса, яки қәлбиңлардин орун бәргән Роһниң орниға башқа бир роһқа орун бәрсәңлар вә силәр қобул қилған хуш хәвәрдин башқа бир «хуш хәвәр»ни қобул қилсаңлар, силәр бу ишларға әҗайип сәвир-тақәт билән өтүверишиңлар мүмкин!
εἰ μὲν γὰρ ὁ ἐρχόμενος ἄλλον Ἰησοῦν κηρύσσει ὃν οὐκ ἐκηρύξαμεν, ἢ πνεῦμα ἕτερον λαμβάνετε ὃ οὐκ ἐλάβετε, ἢ εὐαγγέλιον ἕτερον ὃ οὐκ ἐδέξασθε, καλῶς ἀνέχεσθε.
5 Һалбуки, мән өзүмни һәр қандақ ишта әшу «қалтис улуқ расуллар»дин кам санимаймән!
λογίζομαι γὰρ μηδὲν ὑστερηκέναι τῶν ὑπερλίαν ἀποστόλων.
6 Гәрчә мениң гәп-сөзлирим аддий болсиму, билим җәһәттә мән ундақ әмәс; биз қиливатқан һәр бир әмәллиримиздә буни силәргә һәр җәһәттин испатлап рошән қилдуқ.
εἰ δὲ καὶ ἰδιώτης τῷ λόγῳ, ἀλλ’ οὐ τῇ γνώσει, ἀλλ’ ἐν παντὶ φανερώσαντες ἐν πᾶσιν εἰς ὑμᾶς.
7 Әнди мән силәрни көтирилсун дәп өзүмни төвән тутуп, Худаниң хуш хәвирини һәқ тәләп қилмай җакалап гуна қилдимму?
Ἢ ἁμαρτίαν ἐποίησα ἐμαυτὸν ταπεινῶν ἵνα ὑμεῖς ὑψωθῆτε, ὅτι δωρεὰν τὸ τοῦ Θεοῦ εὐαγγέλιον εὐηγγελισάμην ὑμῖν;
8 Мән силәрниң хизмитиңларда болушқа башқа җамаәтләрдин булап-талап, уларниң ярдимини қобул қилдим.
ἄλλας ἐκκλησίας ἐσύλησα λαβὼν ὀψώνιον πρὸς τὴν ὑμῶν διακονίαν,
9 Силәр билән биллә болған вақитлиримда, һаҗәтмән болған болсамму, мән һеч кимгә еғиримни салған әмәс (чүнки Македонийәдин кәлгән қериндашлар мениң кәм-күтәмни толуқлап бәрди); һәр қандақ ишта өзүмни силәргә жүк болуп қелиштин сақлап кәлдим вә буниңдин кейинму шундақ қилимән.
καὶ παρὼν πρὸς ὑμᾶς καὶ ὑστερηθεὶς οὐ κατενάρκησα οὐθενός· τὸ γὰρ ὑστέρημά μου προσανεπλήρωσαν οἱ ἀδελφοὶ ἐλθόντες ἀπὸ Μακεδονίας· καὶ ἐν παντὶ ἀβαρῆ ἐμαυτὸν ὑμῖν ἐτήρησα καὶ τηρήσω.
10 Мәсиһниң һәқиқити мәндә раст болғандәк, Ахая жутлирида һеч кимму мени мошу махтиништин тосумайду!
ἔστιν ἀλήθεια Χριστοῦ ἐν ἐμοὶ, ὅτι ἡ καύχησις αὕτη οὐ φραγήσεται εἰς ἐμὲ ἐν τοῖς κλίμασιν τῆς Ἀχαΐας.
11 Немә үчүн? Силәрни яхши көрмигәнлигим үчүнму?! Худа билиду!
διὰ τί; ὅτι οὐκ ἀγαπῶ ὑμᾶς; ὁ Θεὸς οἶδεν.
12 Лекин [бизгә охшаш һесаплиниш] пурситини издигүчиләрниң пурситини мәһрум қилиш үчүн, шуниңдәк улар махтинидиған ишларда һәқиқәтән бизгә охшаш болсун дәп, мән немә қиливатқан болсам шуни қиливеримән.
Ὃ δὲ ποιῶ, καὶ ποιήσω, ἵνα ἐκκόψω τὴν ἀφορμὴν τῶν θελόντων ἀφορμήν, ἵνα ἐν ᾧ καυχῶνται εὑρεθῶσιν καθὼς καὶ ἡμεῖς.
13 Чүнки бундақ кишиләр сахта расуллар, алдамчи хизмәткарлар, Мәсиһниң расуллириниң қияпитигә киривалғанлардур.
οἱ γὰρ τοιοῦτοι ψευδαπόστολοι, ἐργάται δόλιοι, μετασχηματιζόμενοι εἰς ἀποστόλους Χριστοῦ.
14 Бу иш әҗәблинәрлик әмәс, чүнки Шәйтан өзиму нурлуқ бир пәриштиниң қияпитигә киривалиду.
καὶ οὐ θαῦμα· αὐτὸς γὰρ ὁ Σατανᾶς μετασχηματίζεται εἰς ἄγγελον φωτός.
15 Шуңа униң хизмәтчилириниңму өзлирини һәққанийлиқниң хизмәтчилири қияпитигә киргүзивелиши әҗәблинәрлик иш әмәс; лекин уларниң ақивити өзлириниң ишлигәнлиригә лайиқ болиду.
οὐ μέγα οὖν εἰ καὶ οἱ διάκονοι αὐτοῦ μετασχηματίζονται ὡς διάκονοι δικαιοσύνης· ὧν τὸ τέλος ἔσται κατὰ τὰ ἔργα αὐτῶν.
16 Йәнә шуни ейтимәнки, һеч ким мени ахмақ дәп һесаплимисун; һәтта әгәр мени шундақ дәп қарисаңларму, әнди мәндәк ахмақни сәвир қилип қобул қилғайсиләр, шуниң билән өзүмму азғинә махтинивалай.
Πάλιν λέγω, μή τίς με δόξῃ ἄφρονα εἶναι· εἰ δὲ μήγε, κἂν ὡς ἄφρονα δέξασθέ με, ἵνα κἀγὼ μικρόν τι καυχήσωμαι.
17 Мениң һазир буларни сөзлишим Рәб тәрипидин әмәс, бәлки өзүмниң ахмақларчә жүрәклик по етип махтинишим, халас.
ὃ λαλῶ, οὐ κατὰ Κύριον λαλῶ, ἀλλ’ ὡς ἐν ἀφροσύνῃ, ἐν ταύτῃ τῇ ὑποστάσει τῆς καυχήσεως.
18 Нурғун адәмләр инсанларчә по етип махтанғандикин, мәнму махтинип бақай.
ἐπεὶ πολλοὶ καυχῶνται κατὰ τὴν σάρκα, κἀγὼ καυχήσομαι.
19 Чүнки өзүңлар шунчә дана болғандин кейин, силәр ахмақларға сәвир-тақәт қилишқа рази болисиләр!
ἡδέως γὰρ ἀνέχεσθε τῶν ἀφρόνων φρόνιμοι ὄντες·
20 Мәсилән бириси силәрни қул қиливалса, бириси силәрни жутувалса, бириси силәрдин нәп алса, бириси алдиңларда чоңчилиқ қилса яки йүзүңларға качат салса, силәр униңға йол қойисиләр.
ἀνέχεσθε γὰρ εἴ τις ὑμᾶς καταδουλοῖ, εἴ τις κατεσθίει, εἴ τις λαμβάνει, εἴ τις ἐπαίρεται, εἴ τις εἰς πρόσωπον ὑμᾶς δέρει.
21 Әпсус, номус қилип ейтимәнки, биз ундақ ишларға аҗизлиқ қилдуқ! Амма улар бирәр ишта махтинишқа петинған йәрдә (ахмақларчә сөзләватимән!) мәнму шу ишта [махтинишқа] петинимән.
κατὰ ἀτιμίαν λέγω, ὡς ὅτι ἡμεῖς ἠσθενήκαμεν. ἐν ᾧ δ’ ἄν τις τολμᾷ, ἐν ἀφροσύνῃ λέγω, τολμῶ κἀγώ.
22 Улар ибранийларму? Мәнму шундақ. Улар Исраилларму? Мәнму шундақ. Улар Ибраһимниң нәслиму? Мәнму шундақ.
Ἑβραῖοί εἰσιν; κἀγώ. Ἰσραηλεῖταί εἰσιν; κἀγώ. σπέρμα Ἀβραάμ εἰσιν; κἀγώ.
23 Улар Мәсиһниң хизмәткарлириму? (мән әқилдин азғанлардәк сөзләватимән!); мән техиму шундақ; зиядә көп зоруқуп ишлидим, интайин көп дәрриләндим, интайин көп қетим қамалдим, көп қетим өлүм хәвплиригә дуч кәлдим;
διάκονοι Χριστοῦ εἰσιν; παραφρονῶν λαλῶ, ὑπὲρ ἐγώ· ἐν κόποις περισσοτέρως, ἐν φυλακαῖς περισσοτέρως, ἐν πληγαῖς ὑπερβαλλόντως, ἐν θανάτοις πολλάκις.
24 Йәһудийларниң «бир кам қириқ қамча» җазасиға бәш қетим тартилдим,
ὑπὸ Ἰουδαίων πεντάκις τεσσεράκοντα παρὰ μίαν ἔλαβον,
25 үч қетим тикәнлик қамча җазасини йедим, бир қетим чалма-кесәк қилиндим, үч қетим кемә һадисисигә учридим, бир кечә-күндүзни деңизда өткүздүм.
τρὶς ἐραβδίσθην, ἅπαξ ἐλιθάσθην, τρὶς ἐναυάγησα, νυχθήμερον ἐν τῷ βυθῷ πεποίηκα·
26 Дайим сәпәрләрдә болимән; дәрияларниң хәвплирини, қарақчиларниң хәвплирини, жутдашлиримниң хәвплирини, ят әлликләрниң хәвплирини, шәһәрниң хәвпини, баяванниң хәвплирини, деңизниң хәвплирини, сахта қериндашлар арисидики хәвплирини баштин кәчүрдүм;
ὁδοιπορίαις πολλάκις, κινδύνοις ποταμῶν, κινδύνοις λῃστῶν, κινδύνοις ἐκ γένους, κινδύνοις ἐξ ἐθνῶν, κινδύνοις ἐν πόλει, κινδύνοις ἐν ἐρημίᾳ, κινδύνοις ἐν θαλάσσῃ, κινδύνοις ἐν ψευδαδέλφοις,
27 әмгәкләр вә җапа ишларда зоруқуп, пат-пат түнәкләрдә, ачлиқта вә уссузлуқта, дайим роза тутушларда, соғларда вә йелиң-ялаңачлиқта жүрүп кәлдим.
κόπῳ καὶ μόχθῳ, ἐν ἀγρυπνίαις πολλάκις, ἐν λιμῷ καὶ δίψει, ἐν νηστείαις πολλάκις, ἐν ψύχει καὶ γυμνότητι·
28 Бу сирттики ишлардин башқа, ич-бағримда барлиқ җамаәтләр үчүн һәр күни үстүмни бесип келиватқан ғәмләрни йәватимән.
χωρὶς τῶν παρεκτὸς ἡ ἐπίστασίς μοι ἡ καθ’ ἡμέραν, ἡ μέριμνα πασῶν τῶν ἐκκλησιῶν.
29 Һәр ким аҗизлиса, мән аҗизлимидимму? Һәр ким езип путлашқан болса, мән өртәнмидимму?!
τίς ἀσθενεῖ, καὶ οὐκ ἀσθενῶ; τίς σκανδαλίζεται καὶ οὐκ ἐγὼ πυροῦμαι;
30 Әнди әгәр махтинишим зөрүр болса, өз аҗизлиғимни көрситидиған ишлар билән махтинимән.
εἰ καυχᾶσθαι δεῖ, τὰ τῆς ἀσθενείας μου καυχήσομαι.
31 Рәб Әйсаниң Худа-Атиси, мәңгү тәшәккүр-мәдһийиләргә лайиқ Болғучиға аянки, мән ялған ейтмидим. (aiōn g165)
ὁ Θεὸς καὶ Πατὴρ τοῦ Κυρίου Ἰησοῦ οἶδεν, ὁ ὢν εὐλογητὸς εἰς τοὺς αἰῶνας, ὅτι οὐ ψεύδομαι. (aiōn g165)
32 Дәмәшқ шәһиридә падиша Аретасниң қол астидики валий мени тутуш үчүн, пүтүн Дәмәшқ шәһирини қаттиқ тәқиб астиға алған еди.
ἐν Δαμασκῷ ὁ ἐθνάρχης Ἀρέτα τοῦ βασιλέως ἐφρούρει τὴν πόλιν Δαμασκηνῶν πιάσαι με,
33 Лекин мән сепилдики бир камардин севәт билән пәскә чүшүрүлүп, униң қолидин қутулуп қачтим.
καὶ διὰ θυρίδος ἐν σαργάνῃ ἐχαλάσθην διὰ τοῦ τείχους καὶ ἐξέφυγον τὰς χεῖρας αὐτοῦ.

< Коринтлиқларға 2 11 >