< Йәшая 57 >

1 Һәққаний адәм аләмдин өтиду, Һеч ким буниңға көңүл бөлмәйду; Меһриван адәмләр жиғип елип кетилиду, Бирақ һеч ким ойлап чүшинәлмәйдуки, Һәққаний адәмләр яман күнләрни көрмисун дәп жиғип елип кетилиду.
義人死亡, 無人放在心上; 虔誠人被收去, 無人思念。 這義人被收去是免了將來的禍患;
2 У болса арам-хатирҗәмлик ичигә кириду; Йәни өзлириниң дурус йолида маңған һәр бир киши, Өз орнида йетип арам алиду.
他們得享平安。 素行正直的,各人在墳裏安歇。
3 Бирақ сәнләр, и җадугәр аялниң балилири, Зинахор билән паһишә аялниң нәсли; Буяққа йеқин келиңлар;
你們這些巫婆的兒子, 姦夫和妓女的種子, 都要前來!
4 Силәр кимни мазақ қиливатисиләр? Яки кимгә қарши ағзиңларни калчайтип, Тилиңларни узун чиқирисиләр? Силәр болсаңлар асийлиқтин төрәлгән балилар, Алдамчилиқниң нәсли әмәсмусиләр?
你們向誰戲笑? 向誰張口吐舌呢? 你們豈不是悖逆的兒女, 虛謊的種類呢?
5 Һәр бир чоң дәрәқ астида, Һәр бир йешил дәрәқ астида шәһванийлиқ билән көйүп кәткүчи, Кичик балиларни җилғиларға һәм хада ташларниң йериқлириға елип сойғучисиләр!
你們在橡樹中間,在各青翠樹下慾火攻心; 在山谷間,在石穴下殺了兒女;
6 Ериқтики силиқланған ташлар арисида сениң несивәң бардур; Шулар, шуларла сениң тәқсиматиңдур; Шундақ, сән уларға атап «шарап һәдийәси»ни қуюп, Уларға «ашлиқ һәдийә»ниму сунуп бәрдиңғу; Әнди мошуларға рази болуп Өзүмни бесивалсам боламти?
在谷中光滑石頭裏有你的分。 這些就是你所得的分; 你也向他澆了奠祭,獻了供物, 因這事我豈能容忍嗎?
7 Сән жуқури, егиз бир тағ үстидә орун-көрпә селип қойдуң, Сән әшу йәрдиму қурбанлиқларни қилишқа чиқтиң.
你在高而又高的山上安設床榻, 也上那裏去獻祭。
8 Ишикләрниң кәйнигә вә кәйни кешәклиригә «әсләтмилириң»ни бекитип қойдуң, Чүнки сән Мәндин айрилдиң, Сән ялаңачлинип орнуңға чиқтиң; Орун-көрпәңни кеңәйтип [херидарлириң] билән өзүң үчүн әһдиләштиң; Уларниң орун-көрписигә көңлүң чүшти, Сән уларда күч-һоқуқни көрүп қалдиң.
你在門後,在門框後, 立起你的紀念; 向外人赤露,又上去擴張床榻, 與他們立約; 你在那裏看見他們的床就甚喜愛。
9 Сән зәйтун мейи һәдийисини елип, Әтирлириңни үстибешиңгә болушиға чечип, Падишаһниң алдиға бардиң; Әлчилириңни жираққа әвәтип, Һәтта тәһтисараға йәткичә өзүңни пәс қилдиң. (Sheol h7585)
你把油帶到王那裏, 又多加香料, 打發使者往遠方去, 自卑自賤直到陰間, (Sheol h7585)
10 Сән бесип маңған барлиқ йоллириңда чарчиғиниң билән, Йәнә: «Поқ йәптимән, болди бәс!» дәп қоймидиң техи, Езип жүрүшкә йәнила күчүңни жиғдиң, Һеч җақ тоймидиң.
你因路遠疲倦, 卻不說這是枉然; 你以為有復興之力, 所以不覺疲憊。
11 Сән зади кимдин жүрәкзадә болуп, қорқуп жүрисән, Ялған гәп қилип, Мени есиңгә һеч кәлтүрмәй, Көңлүңдин һеч өткүзмидиң. Мән узунғичә сүкүттә туруп кәлдим әмәсму? Сән йәнила Мәндин һеч қорқуп бақмидиң!
你怕誰?因誰恐懼? 竟說謊,不記念我, 又不將這事放在心上。 我不是許久閉口不言, 你仍不怕我嗎?
12 Сениң «һәққанийлиғиң»ни һәм «төһпилириң»ни баян қилимән: — Уларниң саңа һеч пайдиси йоқтур!
我要指明你的公義; 至於你所行的都必與你無益。
13 Чирқириғанлириңда сән жиғип топлиған [бутлар] келип сени қутқузсун! Бирақ шамал пүв қилип уларниң һәммисини учуруп кетиду, Бир нәпәсла уларни елип кетиду; Бирақ Маңа таянғучи зиминға мираслиқ қилиду, Мениң муқәддәс теғимға егидарчилиқ қилиду.
你哀求的時候, 讓你所聚集的拯救你吧! 風要把他們颳散, 一口氣要把他們都吹去。 但那投靠我的必得地土, 必承受我的聖山為業。
14 [Шу чағда]: — «Йолни көтириңлар, көтириңлар, уни тәйярлаңлар, Хәлқимниң йолини бошитип барлиқ путликашаңларни елип ташлаңлар» дейилиду.
耶和華要說: 你們修築修築,預備道路, 將絆腳石從我百姓的路中除掉。
15 Чүнки нами «Муқәддәс» Болғучи, Жуқири һәм Алий Болғучи, Әбәдил-әбәткичә һаят Болғучи мундақ дәйду: — «Мән жуқури һәмдә муқәддәс җайда, Һәм шундақла роһи сунуқ һәм кичик пеил адәм билән биллә туримәнки, Кичик пеил адәмниң роһини йеңилаймән, Дили сунуқниң көңлини йеңилаймән.
因為那至高至上、永遠長存 名為聖者的如此說: 我住在至高至聖的所在, 也與心靈痛悔謙卑的人同居; 要使謙卑人的靈甦醒, 也使痛悔人的心甦醒。
16 Чүнки Мән һәргиз мәңгүгә әрз қилип әйиплимәймән, Һәм әбәдил-әбәткичә ғәзәпләнмәймән; Шундақ қилсам инсанниң роһи Мениң алдимда суслишип йоқайду, Өзүм яратқан нәпәс егилири түгишиду.
我必不永遠相爭,也不長久發怒, 恐怕我所造的人與靈性都必發昏。
17 Униң өз нәпсанийәтлик қәбиһлигидә Мән униңдин ғәзәплинип, уни урғанмән; Мән униңдин йошурун туруп, униңға ғәзәпләнгәнлигим билән, У йәнила арқисиға чекингиничә өз йолини меңивәрди;
因他貪婪的罪孽,我就發怒擊打他; 我向他掩面發怒, 他卻仍然隨心背道。
18 Мән униң йоллирини көрүп йәткән тәғдирдиму, Мән уни сақайтимән; Мән уни йетәкләймән, Мән ләвләрниң мевисини яритимән, Униңға вә униңдики һәсрәт чәккүчиләргә йәнә тәсәлли беримән; Жирақ туруватқанға, йеқин туруватқанғиму мутләқ арам-хатирҗәмлик болсун! Вә Мән уни сақайтимән!
我看見他所行的道,也要醫治他; 又要引導他, 使他和那一同傷心的人再得安慰。
我造就嘴唇的果子; 願平安康泰歸與遠處的人, 也歸與近處的人; 並且我要醫治他。 這是耶和華說的。
20 Бирақ рәзилләр болса тиничилинишни һеч билмәйдиған, Долқунлири лай-латқиларни урғутуватқан, Давалғуватқан деңиздәктур.
惟獨惡人,好像翻騰的海, 不得平靜; 其中的水常湧出污穢和淤泥來。
21 Рәзилләргә, — дәйду Худайим — һеч арам-хатирҗәмлик болмас.
我的上帝說:惡人必不得平安!

< Йәшая 57 >